министир дөнмәз алҗирийәдә

енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәз түркийә билән алҗирийә оттурисидики мунасивәтләрниң барғансери тәрәққий қиливатқанлиқини ейтти.

1905014
министир дөнмәз алҗирийәдә

түркийә авази радийоси хәвири: алҗирийәдә дөләт ишлири зийаритидә болуватқан енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәз, алҗирийә пирезиденти абдулмәҗид тәббун тәрипидин пайтәхт алҗирдики мурадийә сарийида қобул қилинди.

министир дөнмәз, кейинчә алҗирийә енергийә вә кан ишлири министири муһәммәд әқрәб билән көрүшкәндин кейин, мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

у, бу йәрдә қилған сөзидә, йеқинқи йилларда түркийә – алҗирийә мунасивәтлириниң барғансери тәрәққий қиливатқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «һәр саһәдә барғансери тәрәққий қиливатқан бу мунасивәтлиримиз, сийасий, иқтисадий вә технологийә саһәлиридә көзгә көрүнәрлик дәриҗидә әкс әтмәктә. һәм һөрмәтлик пирезидент тәббун һәм җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоған икки тәрәп мунасивәтлирини қудрәт тапқузуш йолида наһайити зор тиришчанлиқ көрсәтмәктә. нөвәттә 5 милйард доллар әтрапидики икки дөләт оттурисидики сода омумий соммисини, алдимиздики йилларда һәр икки рәһбәрниң нишани болған 10 милйард долларға йәткүзүшимиз мумкин.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر