кападокйани зийарәт қилған сайаһәтчиләрниң сани 10 айда 3 милйон 600 миңға йәтти

түркийәниң муһим сайаһәт мәркәзлиридин бири болған нәвшәһирниң кападокйа районидики музей вә харабилликәрни зийарәт қилған сайаһәтчиләрниң сани бу йилниң алдинқи 10 ейида 3 милйон 627 миң 940 гә йәтти.

1901863
кападокйани зийарәт қилған сайаһәтчиләрниң сани 10 айда 3 милйон 600 миңға йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, илим-пән вә мәдәнийәт оргини (UNESCO) ниң дунйа мәдәнийәт мираслири тизимликидин орун алған район, һәр пәсилдә дунйаниң һәрқайси җайлиридин кәлгән сайаһәтчиләрни күтүвалиду.

йәрлик вә чәт әллик меһманлар интайин йахши көридиған бу район, болупму иссиқ һава шари сәйлисини өз ичигә алған охшимиған паалийәтләр арқилиқ сайаһәт вә тәбиәт һәвәскарлирини җәлп қилмақта.

нәвшәһир вилайәтлик мәдәнийәт вә сайаһәт идарисиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, кападокйадики гөрәмә дала музейи, зәлвә харабилики, қаймақли, дәринқуйу, татларин вә мази йәр асти шәһәрлирини зийарәт қилған сайаһәтчиләрниң сани 1-айдин 10-айғичә 3 милйон 627 миң 940 гә йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر