чавушоғлу русийә, иран вә панама ташқи ишлар министирлири билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, русийә, иран вә панама ташқи ишлар министирлири билән телефонлашти.

1900268
чавушоғлу русийә, иран вә панама ташқи ишлар министирлири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу русийә ташқи ишлар министири сергей лавроф билән телефонлашти.

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи вақипландуруш учури тарқитип, министир мәвлүт чавушоғлу билән министир сергей лавровниң телефон сөһбити өткүзүп, ашлиқ каридори, кавказ райониниң нөвәттики вәзийити вә түркийә, әзәрбәйҗан, әрменийә, росийә, гирузийә, иран қатарлиқ дөләтләр шәкилләндүргән «3+3» намлиқ районлуқ һәмкарлиқ суписи йиғини қатарлиқлар тоғрисида сөзләшкәнликини уқтурди.

министир чавушоғлу йәнә, иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан билән икки дөләт мунасивәтлири вә районлуқ мәсилиләр тоғрисида пикир алмаштурди.

униңдин башқа, панама ташқи ишлар министири җанина теваний менкомоға телефон қилип, униң ташқи ишлар министирлиқиға тәйинләнгәнликлини тәбриклиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر