әрдоған: хәвпсизлик кеңишиниң қурулмисида ислаһат елип берилиши керәк

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң қурулмисида ислаһат елип берилиши керәкликини тәкитлиди.

1897162
әрдоған: хәвпсизлик кеңишиниң қурулмисида ислаһат елип берилиши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, 24 – өктәбир бирләшкән дөләтләр тәшкилати күни вә б д т қурулғанлиқиниң 77 – йиллиқи мунасивити билән елан  қилған байанатида, түркийәниң, тинчлиқ вә бихәтәрлик, кишилик һәқ – һоқуқлири, сиҗил тәрәққийат саһәлиридә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати қармиқида давамлишиватқан паалийәтләргә иҗабий төһпиләрни қошуватқан вә башламчилиқ ролини өз үстигә еливатқан дөләтләрдин бири икәнликини әскәртти.

түркийәниң, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хамчотиға әң көп һәссә қошуватқан алдинқи қатардики 20 дөләттин бири болуштин сирт йәнә, истанбулни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мәркәзлиридин биригә айландуруш йолида ишлиниватқан хизмәтләр даирисидә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң түрлүк органлири вә агентлиқлири билән районлуқ мәркәзлиригиму истанбулда саһибханилиқ қиливатқанлиқини ейтқан әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутерес билән бирликтә һәмкарлиқ асасида давамлаштуруватқан қойуқ тиришчанлиқлиримиз нәтиҗисидә, украина ашлиқиниң қарадеңиз арқилиқ дунйаға йәткүзүлүшигә рәһбәрлик қилдуқ. истанбул келишими даирисидә һазирғичә 8 милйон тонидин артуқ ашлиқ вә шуниңға охшиған мәһсулатларниң йөткилишигә капаләтлик қилдуқ. ашлиқ йөткәш хизмитиниң изчил давамлишишиға капаләтлик қилиш йолида дипломатик учур – алақилиримизни қойуқ шәкилдә давамлаштуруватимиз.»

әрдоған, йәр шариви тинчлиқ вә муқимлиққа тәһдит селиватқан ислам дүшмәнлики вә мәдәнийәт ириқчилиқиға қарши туруш еңини ашуруш йолида наһайити зор тиришчанлиқларни көрситиватқанлиқлирини, 15 – мартниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши тәрипидин хәлқара ислам дүшмәнликигә қарши  күрәш күни елан қилинишиғиму рәһбәрлик қилип, бу һәқтә муһим бир қәдәм ташлиғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «өчмәнлик муһитиниң аммиви тинчлиқни зәһәрлимәслики үчүн, һәм бирләшкән дөләтләр тәшкилати қармиқида, һәмдә икки тәрәплик пиланда тиришчанлиқлиримизни давамлаштуримиз. һәр күни миңлиған бигунаһ кишиләрниң җениға замин болуватқан  кризисларни һәл қилишта вә сиҗил тәрәққийатқа капаләтлик қилишта, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң техиму актип рол ойнишиниң зөрүрлүки һәммигә бәш қолдәк айан. буниң йолиму бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң вәкиллик қилишта адаләт билән иш көрүш пиринсипиға асасән ислаһат елип бериштин  өтиду. техиму демократик, очуқ – йоруқ, паал вә мәсулийәтчан хәвпсизлик кеңиши хәлқара җәмийәтниң ортақ үмидидур. әза дөләтләрниң һәммиси һоқуқта баравәрлик асасида вәкиллик қилиниш һоқуқидин бәһримән болалайдиған вә хәлқара җәмийәтниң ортақ ирадисини әкс әттүридиған бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң қуурлмисиму чоқум мустәһкәмлиниши керәк. түркийә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вәкиллик қиливатқан қиммәт өлчәмлириниң вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң паалийәтлириниң күчлүк қоллиғучиси вә мудапиәчиси болушни давамлаштуриду. бу пикирләр асасида дөлитимизму қурғучи әзалардин бири болған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 77 йиллиқини тәбрикләймиз, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң паалийәтлириниң йәр шариви тинчлиқ, муқимлиқ вә параванлиққа төһпә қошушиға тиләкдашмән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر