әрдоған моңғулийәлик һәйәтниң зийаритини қобул қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған моңғулийә дөләтлик бүйүк мәҗлис башлиқи занданшатар гомбоҗав вә дунйа сурйани католик патриги мор игнатиус йүсүп 3 – йунан вә уларниң һәмраһлиқидики һәйәтләрниң зийаритини қобул қилди.

1894023
әрдоған моңғулийәлик һәйәтниң зийаритини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийида өткүзүлгән күтүвелиш мурасиминиң биринчисидә, моңғулийә дөләтлик бүйүк мәҗлис башлиқи занданшатар гомбоҗав җумһур рәис әрдоғанға «алтериш қутлуқ қаған пүтүки» ниң көпәйтилгән нусхисини совға қилди.

бу пүтүк авғустта моңғулийәниң өтүкән районида елип берилған илмий архологийәлик қизип тәкшүрүш даирисидә байқалған болуп, гөктүркләр дәвридики әң қәдимий йазма йадикарлиқ (552-745) дәп хатириләнгән иди. бу пүтүктә «түрк» дегән сөз ишлитилгән иди.

җумһур рәис әрдоғанға һәдийә қилинған мәзкур пүтүк, шуниң бирдин бир көпәйтилгән нусхиси болуш алаһидиликигә игә.

иккинчи қобул қилиш мурасими ахбаратқа йепиқ шәкилдә өткүзүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر