қатар әмири түркийәни зийарәт қилиду

қатар әмири шәйх алсани түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән бүгүн (2022-йили 14-өктәбир) түркийәгә келиду.

1892819
қатар әмири түркийәни зийарәт қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәислик мәһкимиси учур-алақә идариси қатар әмири шәйх алсаниниң рәсмий зийарәт үчүн түркийәгә келидиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта билдүрүлишичә, зийарәт рамкисида түркийә-қатар алий истратегийәлик комитетиниң 8-қетимлиқ йиғини, рәҗәп таййип әрдоған вә алсаниниң қатнишиши астида истанбулда өткүзүлидикән.

мунасивәтлик министирларму қатнишидиған истратегийәлик комитет йиғинида, түркийә-қатар мунасивәтлири барлиқ тәрәплири билән көздин кәчүрүлидикән вә икки тәрәп мунасивәтлирини техиму чоңқурлаштуруп тәрәққий қилдуруш үчүн бесилидиған қәдәмләр музакирә қилинидикән.

учришишларда, истратегийәлик шерик дөләтләр болған қатар-түркийә мунасивәтлиридин башқа, район вәзийити вә хәлқаралиқ вәзийәт һәққидә өзара пикир алмаштурулидикән.      



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر