түркийәдин бир һәйәт ливийәдә зийарәттә болиду

түркийәдин йуқири дәриҗилик бир һәйәт ливийәдә рәсмий зийарәттә болиду.

1887506
түркийәдин бир һәйәт ливийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң йолйоруқиға бинаән, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәз, дөләт мудапиә министири хулуси ақар, сода министири мәһмәт муш, җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун вә җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин қатарлиқлардин тәшкил тапқан бир һәйәтниң, бүгүн ливийәдә рәсмий зийарәттә болидиғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «зийарәт әснасида, ливийәдики сийасий өткүнчи басқуч вә бу даиридә сайламлар мәсилиси, һәрбий тәлим - тәрбийә саһәсидики һәмкарлиқни өз ичигә алған икки тәрәп мунасивәтлириниң көздин кәчүрүлүши вә районлуқ мәсилиләрни чөридигән һалда өзара пикир алмаштурулуши мөлчәрләнмәктә.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر