әрдоған «триполичә қәтлиами» да қаза қилғанларни хатирилиди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған (гиретсийә мустәқиллиқ уруши мәзгилидә) «триполичә қәтлиами» да һайатидин айрилған мусулман түркләр вә албанларни хатирилиди.

1883808
әрдоған «триполичә қәтлиами» да қаза қилғанларни хатирилиди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «1821 – йили 23 – сентәбир күни йүз бәргән, миңларчә мусулман түрк вә албан қериндашлиримиз һәм йәһудийлар вәһшийләрчә қәтл қилинған <триполичә қәтлиами> ни унтумидуқ, буниңдин кейинму унтумаймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر