әрдоған нийу йоркта икки тәрәплик учришишлирини давамлаштурди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар, авистирийә пирезиденти александер ван дер беллен вә полша пирезиденти андрзеҗ дуда билән бир йәргә җәм болди.

1882989
әрдоған нийу йоркта икки тәрәплик учришишлирини давамлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 77 – нөвәтлик омумий кеңәш йиғини өткүзүлүватқан нийу йорктики түркөйидә икки тәрәплик учришишлирини давамлаштурди.

әрдоған,  алди билән, шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар, авистирийә пирезиденти александер ван дер беллен вә полша пирезиденти андрзеҗ дуда билән бир йәргә җәм болди. андин, америка кеңәш палата әзаси җәмес рич, ливан баш министири нәҗиб мийқати вә әнгилийә баш вәзири лиз трас билән көрүшти.

учришишлар, ахбарат васитилириға йепиқ һаләттә ишқа ашурулди.

кейинчә, түркийәдики сийасиәт, иқтисад вә иҗтимаий тәтқиқат фонди җәмийити (SETA) уйуштурған йумилақ үстәл йиғиниға қатнашқан җумһур рәис әрдоған, ташқи иқтисадий мунасивәтләр кеңиши - түркийә-америка сода кеңиши тәрипидин берилгән кәчлик тамақ зийапитидә нутуқ сөзләп,  түркийә билән америка қошма иштатлириниң чоңқур достлуқ мунасивәтлиригә игә икки дост дөләт, иттипақдаш вә истратегийәлик һәмраһ  икәнликини қәйт қилди.

икки дөләтниң көп йөнилишлик һәмкарлиқиниң дунйаниң нурғун районлирида тинчлиқ вә муқимлиқ орнитишта зор төһпиләрни қошуватқанлиқини әскәрткән әрдоған, украинадин тартип балқан райониғичә, оттура шәрқ районидин африқа қитәсигә болған кәң җуғрапийәдә, енергийәдин йемәклик бихәтәрликигичә болған нурғун мәсилиләрдә охшаш қарашта икәнликлирини тәкитлиди.

әрдоған, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин тәрипидин бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 77 – нөвәтлик омумий кеңәш йиғиниға қатнашқан рәһбәрләр вә уларниң рәпиқилириниң шәрипигә берилгән зийапәткә қатнашқандин кейин, түркийәгә қарап йолға чиқти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر