қәһриман әскәрлиримиз шеһитимизниң қенини йәрдә қоймиди

шанлиурфаниң суруч районида 1 әскәр шеһит болған һуҗумдин кейин, түркийә қораллиқ қисимлири тәрипидин елип берилған «җазалаш һәрикити» дә, террорлуқ һуҗуми қилғанларниму қошқанда, җәмий 17 террорчи уҗуқтурулди.

1881563
қәһриман әскәрлиримиз шеһитимизниң қенини йәрдә қоймиди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң иҗтимаий таратқу һесабида елан қилинған байанатида: «шеһитимизниң қенини йәрдә қоймидуқ вә қоймаймиз! шанлиурфаниң суруч районида қәһриман бир әскиримизни шеһит қилған террорчиларға қарита җазалаш һәрикити елип берилди. 80 гә йеқин нишан битчит қилинди, җәмий 17 террорчи уҗуқтурулди» дейилди.

түнүгүн (18-сентәбир) сүрийә чеграсида террорчилар елип барған ракетамийот һуҗумида шанлиурфаниң суруч райони чегра понкитидики бир әскәр шеһит болған, йәнә бир әскәр йариланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر