фаһрәттин алтун: техиму адил б д т бәрпа қилиш мумкин
җумһур рәислик учур-алақә идариси испанийә пайтәхти мадридта «б д т хәвпсизлик кеңиши ислаһати: хәлқара тәртипни қайтидин орнитишниң йеңи усули» темисида йиғин уйуштурди.
1879098
түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур-алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун йиғинниң ечилишиға видео әвәтти. у нийу йоркта 20-26-сентәбир күнлири арисида ечилидиған б д т 77-нөвәтлик омумий кеңишидин бурун, түркийәниң б д т ислаһатиға қаратқан сийаситини дунйа миқйасида хәлқара җәмийәткә йәткүзүшни мәқсәт қилған йиғинларниң бириниң мадридта ечилғанлиқини әскәртти.
у: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң узун вақиттин буйан тәкитләп келиватқан <дунйа бәштин чоң> дегән сөзи хәлқара җәмийәттә көп инкас пәйда қилди. көп қутуплуқ, техиму адил вә һәммини өз ичигә алидиған б д т бәрпа қилиш мумкин» деди.
у б д т ниң һазирқи әһвалиниң хәлқара җәмийәтниң күткинини қамдаштин йирақ икәнликини, инавити вә ишәнчилик дәриҗисиниң төвәнлигәнликини, һәл қилиш чариси әмәс, бәлки қийинчилиқ пәйда қилидиғанлиқини тәкитлиди.
у мундақ деди:
«б д т хәвпсизлик кеңиши бәш даимий әзаси билән зулум салғанға, йаманға йантайақ болғанға қарши аваз чиқармайдиған болди. б д т хәвпсизлик кеңишиниң адил болмиған бу қурулмиси өзгириши керәк, шундақла кәң даирилик ислаһатқа еһтийаҗлиқ.»
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
сүрийә вә ирақниң шималида 17 террорчи бир тәрәп қилинди
ирақ вә сүрийәниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 17 террорчи бир тәрәп қилинди.