әрдоған балқан зийаритиниң иккинчи бекити белградқа йетип кәлди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған балқан зийаритиниң иккинчи бекити сербийә пайтәхти белградқа йетип кәлди.

1876727
әрдоған балқан зийаритиниң иккинчи бекити белградқа йетип кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған боснийә-герсеговинадики зийаритини ахирлаштуруп, сербийә пайтәхти белградқа йетип кәлди. униң бу йәрдики учришишлирида, район тинчлиқи вә муқилмлиқ, икки тәрәпниң сода омумий соммисини ашуруш қатарлиқ күнтәртип маддилири асасий салмақни игиләйду.

рәҗәп таййип әрдоғанниң сербийә зийарити җәрйанидиму муһим келишимләрниң имзалинидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر