әрдоғанниң балқан зийарити бүгүн башлиниду

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған мәнсәпдашлириниң тәклипигә бинаән 6-7-8-сентәбир күнлири боснийә-гертсеговина, сербийә вә киродийә қатарлиқ дөләтләрни зийарәт қилиду.

1876140
әрдоғанниң балқан зийарити бүгүн башлиниду

түркийә авази радийоси хәвири:җумһур рәислик мәһкимиси учур-алақә идариси рәҗәо таййип әрдоғанниң бүгүн башлинидиған балқан зийарити тоғрисида байанат елан қилди.

байанатқа асасланғанда, учришишларда, үч дөләт билән болған мунасивәтләр барлиқ тәрәплири билән көздин кәчүрүлидикән.

ортақ астиқурулма вә мәбләғ селиш лайиһәлирини асас қилған һалда охшимиған саһәләрдә мәвҗут һәмкарлиқларни техиму тәрәққий қилдуруш үчүн бесилидиған қәдәмләр музакирә қилинидиған учришишларда, балқан райониниң нөвәттики вәзийити вә хәлқаралиқ мәсилиләр үстидә өзара пикир алмаштурулиду. һәр үч дөләттә сода-санаәтчиләр мунбири өткүзүлиду. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған киродийәниң сидак шәһиридә ислам мәдәнийәт мәркизиниң ечилиш мурасимиға қатнишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر