боснийә-гертсеговина -түркийә оттурисида кимлик билән бериш-келиш башлиниду

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған кимлик билән боснийә-гертсеговина-түркийә оттурисида сайаһәт қилишқа рухсәт қилишни қарар қилғанлиқлирини билдүрди.

1876597
боснийә-гертсеговина -түркийә оттурисида кимлик билән бериш-келиш башлиниду

түркийә авази радийоси хәвири:боснийә-гертсеговина пирезидентлиқ кеңишиниң башлиқи сәфик дзаферовиҗ пирезидентлиқ мәһкимиси бинаси алдида рәҗәп таййип әрдоғанни рәсмий мурасим билән күтүвалди. мурасимдин кейин, рәҗәп таййип әрдоған вә боснийә-гертсеговина пирезидентлиқ кеңишиниң әзалиридин сәфик дзаферовиҗ, зелжко комсик вә милорад додик бир йәргә җәм болди һәмдә өзара түзүлгән келишимләргә имза қойди.

рәҗәп таййип әрдоған ахбарат елан қилиш йиғинида: «әмди кимлик билән боснийә-гертсеговина-түркийә оттурисида сайаһәт қилишқа рухсәт қилишни қарар қилдуқ» деди.

у боснийә-гертсеговинаниң сайлам қануниға өзгәртиш киргүзүлгәнлики тоғрисидики бир соалға: «сайлам қануниға мунасивәтлик қарарни үч рәһбәр чиқириши керәк. буниңға алий вәкилниң арилишиши демократийәниң пиринсиплириға хилап» дәп җаваб бәрди.

у боснийә-гертсеговинаға қарап йолға чиқишниң алдида елан қилған байанатлири тоғрисидики соалға: «қоллиридики аралларда һәрбий базилар бар. у йәрләрдә бизгә қарши қанунсиз һалда тәһдит селишни давамлаштурса, сәврниңму чеки бар» дәп җаваб бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر