әрдоған әтә балқан зийаритини башлайду

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған әтә (2022-йили 6-сентәбир) боснийә-гретсеговина, сербийә вә киродийә қатарлиқ дөләтләрни өз ичигә алған балқан зийаритини башлайду.

1875710
әрдоған әтә балқан зийаритини башлайду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әтә үч дөләтни өз ичигә алған балқан зийаритини башлайду.

6-8-сентәбир күнлири арисида әмәлгә ашурулидиған зийарәтниң, икки тәрәп мунасивәтлири, район тинчлиқи, муқимлиқ вә сода омумий соммисини ашурушни мәқсәт қилидиғанлиқи қәйт қилинди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң зийарәтниң биринчи бекити болған боснийә-геритсеговинада илгирики зийарәтләргә охшаш, дөләт пирезидентлиқ кеңишиниң үч әзаси билән көрүшидиғанлиқи билдүрүлди.

рәҗәп таййип әрдоғанниң бу қетимки зийаритиниң муһим күнтәртип маддиси иқтисад болиду. учришишларда, һәр қайси дөләтләр билән болған мунасивәтләрни тәрәққий қилдуруш үчүн бесилидиған қәдәмләр музакирә қилиниду, муһим келишимләр имзалиниду.

рәҗәп таййип әрдоғанға түркийәдин нурғун сода-санаәтчиләр һәмраһ болиду. зийарәттә, сода-санаәтчиләр кеңиши йиғини өткүзүлиду. өзара селинмилар вә сода омумий соммисини ашуруш үчүн бесилидиған қәдәмләр музакирә қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر