чавушоғлу сербийәдә

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу сербийәдә дөләт ишлири зийаритидә болди.

1874896
чавушоғлу сербийәдә

түркийә авази радийоси хәвири: «очуқ балқан райони тәшәббуси» йиғиниға қатнишиш үчүн түнүгүн сербийәниң пайтәхти белградқа йетип барған чавушоғлуни, айродурумда сербийә ташқи ишлар министири никола селакович қизғин қарши алди.

кейинчә, «очуқ балқан райони тәшәббуси» йиғини иштиракчилириниң шәрипигә берилгән кәчлик тамақ зийапитигә қатнашқан чавушоғлу, сербийә пирезиденти александар вуҗич тәрипидин қарши елинди.

чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, сербийә зийарити һәққидә елан қилған байанатида, мундақ деди: «балқан районида биз һәмишә қоллап келиватқан, районлуқ игидарчилиқниң үлгилиридин бири болған <очуқ балқан райони тәшәббуси> йиғиниға қатнишиш вә түрлүк учришишларни елип бериш үчүн белградтимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر