чоң һуҗумниң 100 - йиллиқи үчүн мәхсус тор бәт

дөләт мудапиә министирлиқи чоң һуҗумниң 100 - йиллиқи үчүн мәхсус тор бәт тәййарлиди.

1872909
чоң һуҗумниң 100 - йиллиқи үчүн мәхсус тор бәт

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң иҗтимаий алақә һесабада елан қилинған байанатида, <"www.msb.gov.tr/BuyukTaarruz" намлиқ бетини зийарәт қилиш арқилиқ чоң һуҗумниң 100 – йиллиқи үчүн тәййарланған фото - сүрәт, син, тарихи нәшир бойумлири вә чоң һуҗум җәң мәйдани хәритисини көәләйсиләр> дейилди.

тор бәттики <чоң һуҗумниң 100 - йиллиқида катта ғәлибиниң тивишлири> намлиқ синалғуму министирлиқниң иҗтимаий алақә торида һәмбәһирләнди.

һәмбәһирләнгән учурда, «султан алпарслан 951 йил илгири ғәлибә қилған малазгерт зәпири арқилиқ бизләргә анадолуни вәтәнгә айландуруп бәрди. баш қоманданимиз ғази мустапа камал ататүркму 100 йил илгири чоң һуҗум билән анадолуниң мәңгүлүк түрк вәтини болидиғанлиқини дунйаға җакарлиди » дегән сөзләр ишлитилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر