малазгирт зәпириниң 951-йиллиқи хатириләнди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған: «һәр қандақ һуҗумға, һәр қандақ ойунға вә тузаққа қарап туралмаймиз. байриқимизда символлаштурған әркинликимизни нишан қилған һәр қандақ кишини әпу қилмаймиз» деди.

1872706
малазгирт зәпириниң 951-йиллиқи хатириләнди

түркийә авази радийоси хәвири:җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған мушта малазгирт дөләт бағчисида өткүзүлгән малазгирт зәпириниң 951-йиллиқини хатириләш мурасимиға қатнашти вә муһим сөз қилди.

у: «малазгиртни һәргизму унтуп қалмаймиз, унтуғузмаймиз, һәр даим көңүл дунйамизда вә зеһнимиздә йашитимиз. вәтинимизни парчилашқа, дөлитимизни йиқитишқа урунған һәр қандақ кишигә ич ағритип олтурмаймиз. һәр қандақ һуҗумға, һәр қандақ ойунға вә тузаққа қарап туралмаймиз. байриқимизда символлаштурған әркинликимизни нишан қилған һәр қандақ кишини әпу қилмаймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر