шанлиурфада 22 террорчи бир тәрәп қилинди

шанлиурфа вилайитиниң бирәҗик наһийәсидики чегра линийәсидә 22 террорчи түркийә қисимлири тәрипидин бир тәрәп қилинди.

1869158
шанлиурфада 22 террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «шанлиурфа вилайитиниң бирәҗик наһийәсидики чегра линийәсидә икки қәһриман сәпдишимиз шеһит болуп кәткән террорлуқ һуҗумидин кейин, районда ениқлап чиқилған нишанларни йәр билән йәксан қилишни давамлаштуруватимиз. һазирғичә районда 22 террорчи бир тәрәп қилинди. террорчиларға зәрбә бериш һәрикәтлиримиз изчил давамлишиду.»

дөләт мудапиә министирлиқи, буниңдин бурун елан қилған байанатида, шанлиурфа вилайитиниң бирәҗик наһийәсидики чегра линийәсидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби террорчиларниң шрапнел атидиған зәмбирәк арқилиқ қилған һуҗуми нәтиҗисидә йариланған бир әскәрниң дохтурханида шеһит болғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر