әрдоған «айазма җамәси» ниң ечилишини ишқа кириштүрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбулда ремонт хизмити тамамланған «айазма җамәси» ни ишқа кириштүрди.

1867196
әрдоған «айазма җамәси» ниң ечилишини ишқа кириштүрди

+ түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, җүмә намизини қайтидин ибадәткә ечиветилгән «айазма җамәси» дә оқуди.

әрдоған, җүмә намизидин кейин, җамәниң қайтидин ибадәткә ечиветилиши мунасивити билән өткүзүлгән мурасимда сөз қилди.

сөзидә, өзигә хас бинакарлиқ қурулмиси, орни вә нурғун алаһидиликлири билән истанбулға қиммәт қошуватқан 261 йиллиқ тарихқа игә «айазма җамәси» ни ремонт қилиш ишлириға төһпә қошқанларға тәшәккүр ейтқан җумһур рәис әрдоған, «айазма җамәси» дә һазирғичә давамлишип кәлгинидәк, буниңдин кейинму күндә 5 қетим ейтилидиған әзанлар, оқулидиған намазлар вә қилинидиған дуаларниң аллаһниң дәргаһида мәқбул болушини тилиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر