түркийә өзәк ишләпчиқиришқа тәййарланмақта

сода министири мәһмәт муш өзәк ишләпчиқириш үчүн пайтәхт әнқәрәдә бир орун аҗритилғанлиқини вә нөвәттә бу һәқтә хизмәт ишлиниватқанлиқини ейтти.

1866251
түркийә өзәк ишләпчиқиришқа тәййарланмақта

түркийә авази радийоси хәвири: мәһмәт муш, қәйсәридә бир йиғинда, пүткүл дунйада йүз бериватқан өзәк киризиси һәққидә тохталғанда, өзәк ишләпчиқириш сүрити астилиғанда, електронлуқ үскүниләр вә аптомобилларни ишләпчиқириш сүритиниң астилиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «әлвәттә, бу (өзәк) телефон вә компйутерларғичә ишлитишкә болидиған бир мәһсулаттур. тәйвән интайин муһим өзәк ишләпчиқарғучи һесаблиниду. бизниңму бу җәһәттә селинмилиримиз бар. һәтта буниң үчүн әнқәрәдики мәлум орун аҗритилди. һазир бу һәқтә санаәт вә технологийә министирлиқи хизмәт ишләватиду.»

келәчәкниң техиму көп технологийәлик вә дигиталлиқ болидиғанлиқини әскәрткән министир муш, мундақ дәп көрсәтти: «әлвәттә, дигиталлишидиған һәр саһә бу өзәккә еһтийаҗлиқ болиду, буниңға болған тәләп күчийиду. бу мәнидин ейтқанда, биз түркийә болуш сүпитимиз билән өзәк ишләпчиқарғучи күчкә айлинишни нишан қиливатимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر