TruGo ток қачилаш үскүнилирини синақ қилишқа башлиди

түркийә аптомобил тәтқиқ қилип йасаш горуһи (Togg) ниң ток қачилаш тори маркиси TruGo өзи ишләпчиқарған ток қачилаш үскүнилирини синақ қилишқа башлиди.

1864127
TruGo ток қачилаш үскүнилирини синақ қилишқа башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: TruGo ниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ дейилди: «гәмликтики муәссәсәмиздә тунҗи TruGo ток қачилаш үскүнилиримизни синақ қилишқа башлидуқ.»

синақ һәққидә елан қилинған синлиқ йәнә бир байанатта, бу үскүниниң батарейәгә 25 минутта % 80 ток қачилап болалайдиғанлиқи әскәртилди.

түркийә аптомобил тәтқиқ қилип йасаш горуһи (Togg), алдинқи айда елан қилған байанатида, токлуқ аптомобил ишләткүчиләрниң ток қачилаш понкити тепиш әндишисини йоқитишни нишан қиливатқан TruGo ниң, қатнаш васитилири зич йуқири сүрәтлик ташйолларда 25 километир, төвән сүрәтлик ташйолларда болса 50 километирда бир ток қачилаш понкитлириниң болидиғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر