чавушоғлу камбоджада ваң йи билән көрүшти

дипломатийә министири  мәвлүт чавушоғлу камбоджада икки тәрәплик учришишлири даирисидә хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән бир йәргә җәм болди.

1863275
чавушоғлу камбоджада ваң йи билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән елип барған учришишимизда, икки тәрәп мунасивәтлиримиз, районлуқ вә хәлқаралиқ өзгиришләр һәққидә сөһбәт өткүздуқ. уйғур түрклиригә қарита сәзгүр икәнликимизни хитай тәрәпкә йәткүздуқ.»

министир чавушоғлу, буниңдин бурунму, камбоджа зийарити даирисидә, алди билән, қатар ташқи ишлар министири муһәммәд бин абдурраһман ал сани,  йеңи зеландийә ташқи ишлар министири нананийа маһута, камбоджа мусулманлар ишлириға мәсул министири осман һәссан, бруней даруссалам ташқи ишлар министири ериван йүсүф вә сириланка ташқи ишлар министири әли сабри биләнму айрим – айрим көрүшкәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر