дийарбақирда «әрән қамал қилиш – 28» һәрбий һәрикити башланди

дийарбақирда 1021 хадимниң қатнишиши билән «әрән қамал қилиш – 28  қораллиқ сақчи, һәрбий ишлар мутәхәссиси, сержант мәһмәт арийешил» һәрбий һәрикити башланди.

1861652
дийарбақирда «әрән қамал қилиш – 28» һәрбий һәрикити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ни дөләтниң күнтәртипидин чиқириветиш вә районда йошурунувалған террорчиларни бир тәрәп қилиш мәқситидә, дийарбақирда «әрән қамал қилиш – 28  қораллиқ сақчи, һәрбий ишлар мутәхәссиси, сержант мәһмәт арийешил» һәрбий һәрикити башланған.

байанатта тәкитлинишичә, вилайәтлик  қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштаби тәрипидин елип бериливатқан һәрбий һәрикәткә, қораллиқ сақчи қисим алаһидә һәрикәт әтрәтлири, қораллиқ сақчи қисим алаһидә әтрәтлири вә аманлиқ сақлиғучилардин тәшкил тапқан 1021 һәрбий хадим вә 62 һәрбий һәрикәт әтрити қатнашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر