түркийә гирузийәгә тәзийә билдүрди

түркийә гирузийәдә җиддий қутқузуш вәзиписини иҗра қиливатқан бир тик учарниң чүшүп кетиши нәтиҗисидә һайатидин айрилғанларға тәзийә билдүрди.

1861439
түркийә гирузийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, гирузийәниң гудаури районида җиддий қутқузуш вәзиписини иҗра қиливатқан бир тик учарниң чүшүп кетип, 8 кишилик хизмәт әтритиниң һайатидин айрилғанлиқидин қайғуруш ичидә хәвәр тапқанлиқини билдүрди؛ байанатта: байанатта: «һадисидә һайатидин айрилғанларниң аилә-тавабиатлириға тәзийә билдүримиз, дост вә қошна гирузийә һөкүмити вә хәлқидин һал сораймиз» дегән ибариләргә орун берилди.

гирузийә ички ишлар министирлиқиға тәвә «MI-8» типлиқ бир тик учар түнүгүн гудаурида қазаға учриған бир парашотчини қутқузуш үчүн кетиватқанда қазаға учрап чүшүп кетип, тик учардики сәккиз адәм һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر