чавушоғлу: уруш тохтитишни ишқа ашуруш тиришчанлиқлирини башқа әлләрму қоллиши керәк

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу украинада узақ мәзгиллик уруш тохтитишни ишқа ашуруш йолида көрситиливатқан тиришчанлиқларни үчинчи дөләтләрниңму қоллиши лазимлиқини ейтти.

1860855
чавушоғлу: уруш тохтитишни ишқа ашуруш тиришчанлиқлирини башқа әлләрму қоллиши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, гирузийә ташқи ишлар министири илиа дарчиашвили билән  көрүшкәндин кейин, ташқи ишлар министирлиқиниң истанбулдики вакаләтханисида өткүзүлгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида, түркийәниң гирузийәгә салған мәблиғиниң зор миқдарда икәнликини, дарчиашвили билән көрүшкәндиму түркийә ширкәтлириниң әһвали һәққидә музакирә елип барғанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, украинадики уруш сәвәбидин, русийә вә башқа дөләтләргә түркийә мәһсулатлирини тошуйдиған йүк аптомобиллириниң гирузийәдә техиму көп ишлитилишкә башланғанлиқини қәйт қилди.

24 – феврал күни башланған русийә – украина уруши тоғрулуқ тохталған чавушоғлу, 22 – ийул күни истанбулда, түркийә, русийә, украина вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати оттурисида имзаланған «ашлиқ вә йемәклик мәһсулатлирини украина портлиридин бихәтәр һалда йөткәш тәшәббуси һөҗҗити келишими» ниң, пәқәт ашлиқ екиспортиниң алдидики тосалғуларниң бир тәрәп қилиниши йолида ташланған бир қәдәм икәнликини тәкитләп мундақ деди: «әгәр бу келишим мувәппәқийәтлик йолға қойулса, һәр икки тәрәп үчүнму интайин муһим ишәнч турғузуш тәдбири болиду.»

украина вә русийә оттурисида рәһбәрләр сәвийәсидә узақ мәзгиллик уруш тохтитиш үчүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң учришишлириниңму үзлүксиз давамлишиватқанлиқини ейтқан министир чавушоғлу, мундақ дәп көрсәтти: «украинада узақ мәзгиллик уруш тохтитишни ишқа ашуруш йолида көрситиливатқан тиришчанлиқларни үчинчи дөләтләрму қоллиши лазим. урушниң қазанғучисиму, зийан тартқучисиму болмайду. чүнки һәммә тәрәп зийан тартиду. тинчлиқниңму зийан тартқучиси болмайду. буниң алдинқи шәрти, адил тинчлиқ болушидур. ахирида, бу уруш дипломатийә үстилидә ахирлишиду. түркийә болуш сүпитимиз билән, амалниң баричә тәрәпләрни дипломатийә үстилигә олтурғузуш үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрситимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر