түркийә мусулдики консулханисиға қилинған һуҗумни қаттиқ әйиблиди

әнқәрә, түркийәниң ирақниң мосул шәһиридики консулханисиға қилинған һуҗумни әйибләп, җавабкарларниң тездин қолға чүшүрүлүп қанунниң бир тәрәп қилишиға тапшурулуши керәкликини билдүрди.

1860183
түркийә мусулдики консулханисиға қилинған һуҗумни қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип: «27-ийул әтигәндә мосулдики консулханимиз һуҗумға учриди. биз адәм өлүш әһвали көрүлмигән бу һуҗумни әң еғир шәкилдә әйибләймиз вә җавабкарларниң тездин қанунниң бир тәрәп қилишиға тапшурулушини күтмәктимиз. ирақ даирилирини дипломатик орун вә консулханиларни қоғдаш мәсулийитини ада қилишқа чақиримиз» деди.

һуҗумниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) хәвпсизлик кеңиши йиғини әснасида йүз беришиниң кишини ойландуридиған хәтәрлик әһвал икәнлики оттуриға қойулған байанатта, «дөлитимиз төһмәт чаплинип һуҗум нишани қилип көрситиливатқан бир пәйттә, ирақ даирилириниң чақириқиға асасән ечилған б д т хәвпсизлик кеңиши йиғини әснасида бу һуҗумниң йүз бәргән болушиму қорқунчлуқ әһвал болуп, кишини ойға салиду. биз бу мунасивәт билән йәнә бир қетим, ирақ даирилирини террорлуққа қарши турушқа әһмийәт беришкә вә земинлиридин пайдилинип қошна дөләтләрниң дипломатик орунлириға тәһдит селиватқан террорчиларниң мәвҗудийитигә хатимә беришкә чақиримиз» дегән ибариләргә орун бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر