баш әлчиләр әрдоғанға ишәнч хети сунди
ватикан баш әлчиси марек солчински билән судан баш әлчиси надир йүсүф әттайиб җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға ишәнч хети сунди.
1859777
түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, пайтәхт әнқәрәдики пирезидент мәһкимисидә ватикан баш әлчиси марек солчински билән судан баш әлчиси надир йүсүф әттайибни қобул қилди.
қобулда, солчински билән әттайиб әрдоғанға ишәнч хети сунди.
солчински билән әттайибниң, бир қисим әлчихана мәнсуплирини җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға тонуштурушидин кейин, хатирә сүрәткә чүшүлди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийәниң авийатсийә саһәси мулазимитидә рекорт йаритилди
апрел ейида түркийә миқйасидики айродурумларда 18 милйонға йеқин йолучи тошулди.
әзәрбәйҗан баш министири түркийәдә зийарәттә болмақта
әзәрбәйҗан баш министири әли әсәдоф түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болмақта.