әрдоған: лайақәтлик адәм күчи арқилиқ парлақ мәдәнийәт бәрпа қилимиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған лайақәтлик адәм күчи арқилиқ мәвҗут мәсилиләрни һәл қилидиғанлиқлирини вә истиқбали парлақ һәм илғар мәдәнийәт бәрпа қилидиғанлиқлирини ейтти.

1858820
әрдоған: лайақәтлик адәм күчи арқилиқ парлақ мәдәнийәт бәрпа қилимиз

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған, ибн халдун университети  тәрипидин өткүзүлгән  оқуш пүттүрүш мурасимиға қатнашти, һәмдә бу йәрдә қилған сөзидә, мундақ деди: «худайим буйриса, биз йетиштүрүп чиқидиған лайақәтлик адәм күчи арқилиқ мәвҗут мәсилиләрни һәл қилимиз вә истиқбали парлақ һәм илғар мәдәнийәт бәрпа қилимиз.»

нутиқида, 24 – февралдин буйан давамлишиватқан русийә – украина уруши тоғрилиқму тохталған җумһур рәис әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «дөлитимизниң шималий қисмида давамлишиватқан урушта дийалог қаналлирини очуқ тутуватқан, ахирқи ашлиқ келишимидикигә охшаш мумкин болған саһәләрдә һәмкарлиқни әмәлгә ашуруватқан һалқилиқ күчмиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر