түркийә әнглийәниң панаһланғучилар сийаситигә наразилиқ билдүрди

түркийә барлиқ дөләтләрни панаһланғучилар мәсилисидә баравәр мәсулийәтни үстигә елишқа чақириқ қилди.

1855793
түркийә әнглийәниң панаһланғучилар сийаситигә наразилиқ билдүрди
Sığınmacı ABD
tanju bilgiç 2.jpg
ingiltere 2. elizabeth'in tahta cikisi kutlama.jpg
Liz Truss.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси, баш әлчи танҗу билгич әнглийә ташқи ишлар министири лиз трусниң әнглийә билән риванда оттурисида түзүлгән панаһланғучилар келишимигә охшаш йәнә бир келшимни түркийә билән түзүшни тәләп қилғанлиқиға даир хәвәрләр үстидә тохтилип,  «барлиқ дөләтләрни панаһланғучилар мәсилисидә хәлқаралиқ мәҗбурийәтлирини ада қилишқа вә баравәр мәсулийәтлирини үстигә елишқа чақиримиз» деди.

байанатчи танҗу билгич әнгилийә мәтбуатлирида әнгилйә ташқи ишлар министири трусқа мунасивәтлик түркийә һәққидә чиққан хәвәрләргә даир соалға йазма җаваб бәрди.

танҗу билгич трус баш министир болған тәқдирдә, әнглийәниң риванда билән түзгән панаһланғучилар келишимигә охшаш йәнә бир келшимни түркийә билән түзүшни тәләп қилидиғанлиқи тоғрисидики хәвәрләрниң әнгилийә мәтбуатлириға чиққанлиқини әскәртип, «һөрмәтлик трусқа мунасивәтлик мәтбуатларда чиққан мәзкур хәвәрләрниң асассиз болушини үмид қилимиз» дегән сөзләрни ишләтти.

байанатчи танҗу билгич сәккиз йилдин буйан әң көп панаһланғучини күтүвалған түркийәниң үчинчи дөләтләрниң тәлипигә бинаән техиму көп йүкни үстигә елиши вә һатта буниңдин һалқип, хәлқара панаһлиниш һәқ – һоқуқлири вә бәлгилимилиригә қәтий мас кәлмәйдиған позитсийәдә болишиниң мумкин әмәсликини тәкитләп йәнә мундақ деди:

«түркийә һәр қандақ бир дөләтниң панаһланғучилар лагери йаки чегра қоғдиғучиси болмайду, үчинчи дөләтләрниң хәлқаралиқ мәҗбурийәтлирини һечбир шәкилдә өз үстигә алмайду. буниңдин башқа, бу позитсийәмизни бултур афғанистанлиқ панаһланғучилар һәққидә чиққан хәвәрләрдин кейинму амма билән ортақлашқан идуқ. бу даиридә, «барлиқ дөләтләрни панаһланғучилар мәсилисидә хәлқаралиқ мәҗбурийәтлирини ада қилишқа вә баравәр мәсулийәтлирини үстигә елишқа чақиримиз»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر