әрдоған италийә баш министири билән бирликтә консерт көрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә италийә баш министири марийо дираги җумһур рәислиик симфонийә оркестириниң «италийә-түркийә рәһбәрлири достлуқ йиғини» намлиқ алаһидә консертни бирликтә көрди.

1852451
әрдоған италийә баш министири билән бирликтә консерт көрди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт әнқәрәдики җумһур рәислик сарийида җумһур рәислик симфонийә оркестири «италийә-түркийә рәһбәрлири достлуқ йиғини» намлиқ алаһидә консерт өткүзди.

консертни җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән италийә баш министири марийо дираги бирликтә көрди.

җумһур рәис әрдоған консертниң хатириси сүпитидә,  италийә баш министири марийо драгиға султан абдулмәҗид үчүн донезетти паша тәрипидин иҗад қилинған вә 1839 - йилидин 1861 - йили мартқичә «султан марши» қилип ишлитилгән мәҗидийә маршиниң нотилири чүшүрүлгән май бойақ рәсим совға қилди.

җумһур рәислиик симфонийә оркестириниң алаһидә консерти тамашибинларниң зор алқишиға еришти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر