түркийә қарақалпақистандики вәқәләр тоғрисида байанат елан қилди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи өзбекистанниң қарақалпақистан аптоном җумһурийитидә йүз бәргән вәқәләр тоғрисида байанат елан қилди.

1851903
түркийә қарақалпақистандики вәқәләр тоғрисида байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: министирлиқниң бу һәқтики йазма байанатида, өзбекистанниң қарақалпақистан җумһурийитидә йүз бәргән вәқәләрниң йеқиндин көзитиливатқанлиқи әскәртилип: «биз ортақ мәдәнийәт, күлтүр вә тарихий риштимиз болған истратегийәлик һәмраһимиз, дост вә қериндаш өзбекистанниң муқимлиқи вә гүллинишигә күчлүк әһмийәт беримиз» дегән ибариләргә орун берилди.

вәқәләр җәрйанида һайатидин айрилғанларға мәғпирәт вә йариланғанларға шипалиқлар тиләнгән байанатта: «биз өзбекистан һөкүмити вә хәлқниң соғуққанлиқни сақлап, вәқәләрни тинчлиқ вә хатирҗәмлик йоли билән һәл қилидиғанлиқиға толуқ ишинимиз» дейилди.

өзбекистан асасий қанунидики қарақалпақстан аптоном җумһурийитиниң сийасий салаһийитигә мунасивәтлик маддиларға өзгәртиш киргүзүш тоғрисидики бәзи тәклипләрниң күнтәртипигә келиши 7 - айниң 1 - күни қарақалпақстанда намайишларниң башлинип кетишини кәлтүрүп чиқарған, вәқәдин кейин өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийайев, намайишлар давам қиливатқан нукусқа берип, хәлқ билән көрүшүп, қарақалпақстанниң салаһийитиниң өзгәртилмәйдиғанлиқини җакарлиғаниди.

намайишларниң үзлүксиз давамлишишидин кейин пирезидент мирзийайев пәрман чүшүрүп, қарақалпақистан аптоном җумһурийитидә 2 - авғустқичә җиддий һаләт елан қилғаниди.

өзбекистан баш тәптиш мәһкимиси, вәқәләрдә 18 кишиниң қаза қилғанлиқини, 243 кишиниң йариланғанлиқини вә 516 кишиниң назарәт астиға елинғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر