сүрийәдә нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

сүрийәдә «фират қалқини» вә «тинчлиқ булиқи» һәрбий һәрикәтлири районлирида ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г  әзаси 11 террорчи уруш йардәм васитилири арқилиқ бир тәрәп қилинди.

1852301
сүрийәдә нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилинған байанатида, мундақ дейилди: «террорчилар өзлирини күтүватқан һалакәтттин қечип қутулалмайду. сүрийәдә <фират қалқини> вә <тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикәтлири районлирида ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г  әзаси 11 террорчи уруш йардәм васитилири арқилиқ бир тәрәп қилинди.

ирақниң шималидиму бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби 9 террорчи бир тәрәп қилинди.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «террорчиларниң увилирини йәр билән йәксан қилишни давамлаштуруватимиз. ирақниң шималидики ‹пәнҗә – қулуп› һәрбий һәрикити районида ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби йәнә 9 террорчи, қисимлиримиз тәрипидин бир тәрәп қилинди.»

йәнә бир тәрәптин, түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи тәрипидин мардинда, 679 һәрбий хадимниң иштирак қилишида «әрән қамал қилиш – 20» һәрбий һәрикити башланди.

министирлиқ тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «дөләт миқйасида терроризмни үзүл - кесил йоқитиш мәқситидә давамлаштурулуватқан <әрән қамал қилиш> һәрбий һәрикәтлири, хәлқимизниң қизғин қоллиши астида кәскин вә мувәппәқийәтлик һалда давамлашмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر