чавушоғлу виладимир норов билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу өзбекистан муавин ташқи ишлар министири виладимир норов билән телефонлашти.

1852179
чавушоғлу виладимир норов билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, мәвлүт чавушоғлу билән виладимир норовниң өзара телефонлишип, «түркийәниң өзбекистанниң қарақалпақистан җумһурийитидә йүз бәргән өзгиришләрни йеқиндин көзитиватқанлиқини, пирезидент шәвкәт мирзийайев рәһбәрликидики өзбекистан һөкүмити вә хәлқиниң соғуққанлиқни сақлап, вәқәләрни тинчлиқ йоли билән муқимлиққа ериштүридиғанлиқиға толуқ ишинидиғанлиқи»ни тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر