ибраһим калин америка кеңәш палата әзаси линдсей граһам билән көрүшти

җумһур рәислик байанатчиси ибраһим калин истанбулда америка кеңәш палата әзаси линдсей граһам билән көрүшти.

1851094
ибраһим калин америка кеңәш палата әзаси линдсей граһам билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик байанатчиси ишханисидин елан қилинған байанатқа асасланғанда, мабәйн сарийида өткүзүлгән учришишта, өзара сийасий вә иқтисадий мунасивәтләр, терорлуққа қарши күрәш, мудапиә санаити һәмкарлиқи, украина-русийә уруши, қара деңиздики ашлиқ тиранспорти, сүрийә, әгә деңизи вә ақ деңиз қатарлиқ район характерлиқ мәсилиләр музакирә қилинған.

учришишта дәсләптә, испанийәниң пайтәхти мадридта өткүзүлгән шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғини вә мақулланған йеңи истратегийилик чүшәнчә музакирә қилинғди. башлиқлар йиғининиң ахирида, икки дөләт рәһбәрлириниң иҗабий кәйпийатта өткүзгән учришишлиридин разимәнлики билдүрүлди.

түркийә-америка мунасивәтлириниң өз-ара һөрмәт вә чүшиниш асасида, ортақ вә истратегийилик мәнпәәтни асас қилған һалда илгирилиши керәклики оттуриға қойулди. мудапиә санаити саһәсидики һәмкарлиқ вә F-16  мәсилисидики илгириләшләрниң һәр икки дөләтниң мәнпәәтигә хизмәт қилидиғанлиқи билдүрүлди.

учришишта йәнә, түркийәниң қара деңизда ашлиқ тиранспорти үчүн бихәтәр каридор ечиш тиришчанлиқиниң йуқири баһа вә алқиш билән қарши елинғанлиқи әскәртилип, бу тиранспортниң мувәппәқийәтлик әмәлгә ашурулишиниң дунйа ашлиқ бихәтәрлики нуқтисидин истратегийилик әһмийәткә игә икәнлики тәкитләнди.

әгә деңизи вә ақ деңиз мәсилисидики хәлқара җәмийәтниң түркийәниң қанунлуқ һәқ - һоқуқиға һөрмәт қилиши керәклики тәкитлиниш билән биргә йәнә, түркийәниң дөләт бихәтәрликигә  шундақла сүрийәниң земин пүтүнлүки вә сийасий бирликигә тәһдит селиватқан п к к/й п г вә даешни өз ичигә алған барлиқ терорлуқ тәшкилатлириға қарши айрип олтурмастин қәтий күрәш қилиш керәклики уқтурулди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر