түркийә иранда йүз бәргән йәр тәврәштә һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә билдүрди

түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатида, иранда һормузганни мәркәз қилған йәр тәврәш апити йүз бәргәнликидин чоңқур қайғуруш ичидә хәвәр тапқанлиқи билдүрүлди.

1851085
түркийә иранда йүз бәргән йәр тәврәштә һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: байанатта, «йәр тәврәштә һайатидин айрилғанларға аллаһтин рәһмәт, аилилиригә шундақла дост вә қошна иран хәлқигә һәм һөкүмитигә тәзийә билдүримиз, йариланғанларниң тезрәк әслигә келишини тиләймиз» дейилди.

иранниң җәнубидики һормузган өлкисидә җүмә күни кәчтә йүз бәргән 6 балдин артуқ йәр тәврәштә 5 киши һайатидин айрилип, 84 киши йариланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر