һаккарида бир әскәримиз шеһит болди

һаккариға қарашлиқ дәрәҗик наһийәсидә елип берилған әткәсчиликкә қарши һәрикәт җәрйанида мәсул лейтенант халис кәскин шеһит болди.

1851080
һаккарида бир әскәримиз шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, һаккариға қарашлиқ дәрәҗик наһийәсидә елип берилған әткәсчиликкә қарши һәрикәт җәрйанида мәсул лейтенант халис кәскинниң баразгир дәрйасиға чүшүп кетип еғир йариланғанлиқи вә дохтурханида қутқузуш үнүм бәрмәй шеһит болғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, бизни чоңқур азаб вә қайғуға дучар қилған бу вәқәдә һайатидин айрилған шеһитлиримизгә аллаһтин рәһмәт вә униң қайғулуқ аилисигә сәбир теләймиз. түркийә қораллиқ қисимлириға вә есил миллитимизгә тәзийә билдүримиз» дейилди



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر