әрдоған шиветсийәниң 73 террорчини қайтуруп беридиғанлиқини билдүрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, «шиветсийә 73 террорчини бизгә қайтуруп бериду. нөвәттә уларниң үч - төтини әвәтти, әмма у йетәрлик әмәс» деди.

1850837
әрдоған шиветсийәниң 73 террорчини қайтуруп беридиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси: җумһур рәис әрдоған шималий атлантик әһди тәшкилати — нато дөләт вә һөкүмәт башлиқлири йиғинидин кейин мухбирларниң соаллириға җаваб бериш җәрйанида, шивитсийәниң 73 қачқун терорчини түркийәгә тапшуруп беришкә вәдә бәргәнликини әскәртип: «шиветсийә 73 террорчини бизгә қайтуруп бериду. нөвәттә уларниң үч - төтини әвәтти, әмма булар биз үчүн йетәрлик әмәс. әлвәттә буларни әдлийә министирлиқимиз, ташқи ишлар министирлиқимиз вә миллий истихбарат тәшкилатимиз йеқиндин көзитип, буларни қайтуруп беришни тәләп қилиду. булар кәлсә йахши, әгәр кәлмисә, қилишқа тегишлик ишларни һәр вақит мунасивәтлик идарә – органлиримиз арқилиқ қилишни давамлаштуримиз» деди.

«буниңдин кейин, п к к вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати әзалириниң террорлуқ тәшвиқати қилиши, дөлитимиз вә пуқралиримизға һуҗум қилиши, қалаймиқанчилиқ селиши техиму қийинлишиду» дегән әрдоған, сөзини давамлаштуруп: «буниңдин кейинки җәрйан шиветсийә билән финландийәгә бағлиқ. уларда һәрқандақ бир хаталиқ көрүлсә, қолимизда полаттәк пакитлиримиз бар, тегишлик қәдәмләрни ташлаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

әрдоған башлиқлар йиғини даирисидә өткүзүлгән учришишларда, п к к / п й д / й п г , фәтө қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлириниң натониң йазма материйаллири қатаридин орун алғанлиқини тилға елип: «бу ишниң йазма хатириләргә елиниши тунҗи қетимлиқ иш. башқичә ейтқанда, п к к ниң исми йавропа иттипақи һөҗҗәтлиридә бар иди, әмма п й д/й п г вә фәтөниң исми йоқ иди» деди.

йәнә бир тәрәптин, җумһур рәис әрдоған, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин билән өткүзгән учришиши җәрйанида, сүрийәдики террорчиларға йүк машнилириға йүкләп әвәтилгән қоралларниң күнтәртипкә кәлгән - кәлмигәнлики тоғрисидики бир соалға җаваб берип, «әлвәттә оттуриға қойдум. (американиң сабиқ пирезиденти доналд) трамп дәвридин башлап тилға елип, <нәччә миң йүк машиниси қорал, үскүнә, оқ – дора бу йәргә елип келинди>. биз һазир бу йәрдә терроризм тоғрисида сөһбәт елип баримиз. әмма түркийәни һуҗум нишани қилип бекиткән террорчиларға қорал, оқ – дора, машина вә һәр хил үскүниләр бу шәкилдә бериливатқан әһвалда, биз натодики шерикләр қандақму иттипақлишалаймиз?» деди.

у, нато башлиқлар йиғинида барлиқ рәһбәрләрниң «васитичи болайли, (түркийәни) гиретсийә билән бир йәргә җәм қилайли» дегән қарашни оттуриға қойғанлиқини билдүрүп, биз «әйибкә буйрумаңлар, һазирчә бу ишқа аҗритидиған вақтимиз йоқ дедуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر