әрдоған: бизниң гиретсийә билән уруш қилайли дәйдиған бир дәрдимиз йоқ

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, «бизниң гиретсийә билән уруш қилайли, дәйдиған бир дәрдимиз йоқ» деди.

1850879
әрдоған: бизниң гиретсийә билән уруш қилайли дәйдиған бир дәрдимиз йоқ

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған истанбулда күнтәртиптики мәсилиләр тоғрисида байанат бәрди؛ у түркийә билән гиретсийә оттурисидики җиддийчилик һәққидә тохтилип, «бизниң гиретсийә билән уруш қилайли, дәйдиған бир дәрдимиз йоқ, әмма, улар вәдисини әмәлгә ашурмайватиду. мәсилә мана бу йәрдә. улар 147 қетим һава тәвәликимизгә қанунсиз кирди, әгәр биз қошна болсақ, дост болсақ, ундақта һава бошлуқимизға немишқа дәхли қилисиләр. бундақ қилсаңлар, бизниң қилидиғинимиз һава армийәмизниң буниңға җаваб қайтурушидур. әгәр гиретсийә (бу қилмишини) давамлаштурса, бизму өз мәсулийитимизни ада қилимиз» деди.

җумһур рәис әрдоған қара деңизда ечилиши пиланлиниватқан ашлиқ каридори тоғрисида болса, «достлиримиз (русийә пирезиденти виладимир) путин әпәнди билән (украина пирезиденти виладимир) зеленски әпәнди сөһбәтлишиду. биз васитичилик ролини ойнап буғдай, арпа вә аптаппәрәсни қисинчилиққа дуч кәлгән дөләтләргә әвәтимиз. 20 әтрапида парахотимиз у йәрдә һәр қандақ вақитта йолға чиқишқа тәййар һаләттә турмақта» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر