сүрийәниң шималида онларчә террорчи бир тәрәп қилинди

сүрийәниң шималидики тинчлиқ булиқи, зәйтун шехи вә фират қалқини һәрбий һәрикити районлирида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к / й п г әзаси 29 террорчи бир тәрәп қилинди.

1850178
сүрийәниң шималида онларчә террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиәминистирлиқи байанат елан қилип, «қәһриман әскәрлиримиз террорчиларниң паракәндичилик селиш вә һуҗум қилиш урунушлириға охшаш усулда қайтурма зәрбә беришни давамлаштурмақта. сүрийәниң шималидики тинчлиқ булиқи, зәйтун шехи вә фират қалқини һәрбий һәрикити районлириға паракәндичилик селиш үчүн оқ чиқарған п к к / й п г әзаси 29 террорчи мувәппәқийәтлик елип берилған бир қетимлиқ зәрбә бериш һәрикитидә бир тәрәп қилинди» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر