җумһур рәис әрдоған пирезидент байдин билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, «шималий атлантик әһди тәшкилати — натони күчәйтиш үчүн ташлинидиған қәдәмләр русийә-украина (тинчлиқ) мусаписигә алаһидә төһпә қошиду» деди.

1850005
җумһур рәис әрдоған пирезидент байдин билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған испанийәниң пайтәхти мадридта чақирилған нато башлиқлар йиғини җәрйанида америка пирезиденти җо байдин билән көрүшти؛ у учришиштин илгири байанат берип, байдин билән аридин узун вақит өткәндин кейин қайта учришидиған болушидин мәмнун икәнликини ейтти.

бу қетимқи нато башлиқлар йиғининиң күнтәртипиниң наһайити күчлүк вә зич икәнликигә ишарәт қилған әрдоған, «ишинимәнки, әтә давам қилидиған башлиқлар йиғинидин дөләтлиримизгә зич күнтәртипләр билән қайтиш пурситигә еришимиз. америка қошма иштатлири болуш сүпитиңлар билән силәрниң бу ишта башламчи рол ойнишиңлар, натони күчәйтиш йолида ташлинидиған қәдәмләргә, болупму русийә - украина мәсилисини һәл қилиш мусаписигә алаһидә төһпә қошиду» дегәнләрни қәйт қилди.

җумһур рәис әрдоған йәнә, 24 - февралдин буйан давам қиливатқан русийә-украина урушиниң ашлиқ вә йеқилғу саһәсигә сәлбий тәсирләрни көрсәткәнликини оттуриға қойуп, «биз тәңпуңлуқни сақлаш сийасити арқилиқ бу мәсилини һәл қилишқа тиришиватимиз. бу сийасәтниң үнүмлүк болушини үмид қилимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر