әрдоған мадридта айрим учришишларни өткүзүшни башлиди

җумһур рәис әрдоған нато башлиқлар йиғинидин илгири фирансийә пирезиденти еммануел макрон билән көрүшти.

1849638
әрдоған мадридта айрим учришишларни өткүзүшни башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза дөләтләрниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлириға йиғиниға иштирак қилиш үчүн испанийә пайтәхти мадридқа барған җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, йиғин даирисдә айрим учришишларни өткүзмәктә.

җумһур рәис әрдоған нато башлиқлар йиғинидин илгири фирансийә пирезиденти еммануел макрон билән көрүшти.

җумһур рәис әрдоғанниң йәнә, әнглийә баш министири борис җонсон, йавропа кеңишиниң рәиси чарлез мишел, австрийә баш министири карл нехаммер, испанийә баш министири педро санчез, германийә баш министири олаф шолз, голландийә баш министири марк рутте билән көрүшүши, түркийә вақти саәт 18:45 тә америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин билән көрүшүши пиланланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر