түркийә һайтиға сайаһәткә баридиған пуқраларни агаһландурди

түркийә һайтиниң нөвәттики бихәтәрлик мәсилиси вә җинайи қилмишларниң көпийиши сәвәбидин түркийә пуқралириниң мәҗбурий әһвал болмиған шараит астида, һайтиға сайаһәткә бармаслиқи пайдилиқ икәнликини елан қилди.

1849685
түркийә һайтиға сайаһәткә баридиған пуқраларни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатида, һайтиға сайаһәт вә бихәтәрлик уқтуруши елан қилинди.

байанатта, «һайтиниң нөвәттики бихәтәрлик мәсилиси вә җинайи қилмишларниң көпийишини көздә тутуп, пуқралиримизниң мәҗбурий әһвал болмиған шараит астида, һайтиға сайаһәткә бериштин сақлиниши пайдилиқтур» дейилди.

байанатта һайтида түркийә әлчиханисиниң йоқлиқи вә санто доминго (доминика җумһурийити) дики түркийәниң баш әлчиханисиниң бу дөләткиму мулазимәт қилидиғанлиқи тәкитлинип, «һазирму һайтида туриватқан вә йаки бу дөләткә сайаһәткә кәлгән пуқралиримизниң министирликимиз вә санто домингодики баш әлчиханимиз тәрипидин елан қилинидиған қошумчә агаһландуруш вә уқтурушларни давамлиқ көзитиши лазим. хусусий бихәтәрлики үчүн зөрүр болған тәдбирләрни ишқа селиши наһайити муһим» дегән агаһландуруш берилди.

байанатта йәнә, түркийә пуқралириниң консулхана башқамиси билән <+90 312 292 29 29> нумури арқилиқ һәмдә түркийәниң санто домингодики баш әлчиханиси билән <+1 809 532 77 83>  вә <+1 849 206 46 41> нумури арқилиқ алақилшса болидиғанлиқи, буниңдин башқа йәнә, <embajada.dominicana@mfa.gov.tr> елхәт адреси арқилиқму биваситә алақилашқили болидиғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر