абдуллаһийан: түркийәниң бихәтәрлик әндишиси үзүл - кесил һәл қилиниши керәк

иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан түркийәниң сүрийәгә мунасивәтлик бихәтәрлик әндишисиниң кечиктүрмәстин үзүл - кесил һәл қилииниши керәкликини оттуриға қойди.

1849057
абдуллаһийан: түркийәниң бихәтәрлик әндишиси үзүл - кесил һәл қилиниши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министири абдуллаһийан түнүгүн пайтәхт әнқәрәдә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән көрүшкәндин кейин өткүзүлгән бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғинидики сөзидә, түркийәниң сүрийә мунасивәтлик бихәтәрлик әндишиси үстидә тохтилип: «биз түркийәниң бу мәсилидики бихәтәрлик әндишисини обдан чүшинимиз. биз бу һәқтә һөрмәтлик хизмәтдишим чавушоғлу биләнму әтраплиқ сөһбәтләштуқ. биз түркийә тәрәпниң, түрк достлиримизниң бихәтәрлик әндишиси дәрһал вә үзүл - кесил һәл қилиниши керәк дәп қараймиз» деди.

түркийәниң қуддус вә пәләстин мәсилисигә болған көз қаришини изчил билидиғанлиқлирини вә униңға ишинидиғанлиқини билдүргән абдуллаһийан: «түркийә қуддус дәвасидин, пәләстин дәвасидин ваз кәчмиди, һәргиз ваз кәчмәйду. әмма зионистлар һәр даим қәйәргила барса, у йәргә ишәнчсизлик, питнә елип бариду» дегәнләрни илгири сүрди.

у, иранниң қошнилири билән болған мунасивитини чоңқурлаштуруш вә күчәйтиш арзусини тилға елип: «иран ислам җумһурийити үчүн ейтқанда, түркийәниң бихәтәрлики иранниң бихәтәрликидин дерәк бериду. бизниң бу районға, дост вә қериндаш дөләт (түркийә) үчүн йахшилиқтин башқа тиликимиз йоқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر