әрдоған бүгүн испанийәгә берип нато башлиқлар йиғиниға иштирак қилиду
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бүгүн испанийәгә берип, мадридта 28- ийундин 30-ийунғичә ечилидиған «шималий атлантик әһди тәшкилати — нато дөләт вә һөкүмәт башлиқлири йиғини»ға ишитрак қилиду.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси байанат елан қилип, нато башлиқлар йиғинида, йавропа - атлантик окйан бихәтәрлики дуч кәлгән тәһдит вә хирисларға қарита истратегийәлик сәвийәдә пикир алмаштурулидиғанлиқини, русийә-украина урушиниң натоға көрсәткән тәсирлириниң муһакимә қилинип, натониң йалтайтиш күчи вә мудапиә қурулмисиниң көздин кәчүрүлидиғанлиқини билдүрди.
мадридтики йиғинида натониң кәлгүси хизмәтлиригә йетәкчилик қилидиған йеңи истратегийәлик уқуминиң тәстиқлинишиму күнтәртипкә келиду.
җумһур рәис әрдоған йәнә, башлиқлар йиғини даирисидә бәзи иттипақдаш вә шерик дөләтләрниң рәһбәрлири билән айрим учришишларни өткүзиду.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийәниң авийатсийә саһәси мулазимитидә рекорт йаритилди
апрел ейида түркийә миқйасидики айродурумларда 18 милйонға йеқин йолучи тошулди.
әзәрбәйҗан баш министири түркийәдә зийарәттә болмақта
әзәрбәйҗан баш министири әли әсәдоф түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болмақта.