түркийә-әрменийә вәкиллири вийеннада көрүшиду

түркийә билән әрменийә оттурисида нормаллишиш учришишлири даирисидә өткүзүлүватқан алаһидә вәкилләрниң төтинчи қетимлиқ сөһбити, 1-ийул (2022) австирийә пайтәхти вийеннада әмәлгә ашурулиду.

1849274
түркийә-әрменийә вәкиллири вийеннада көрүшиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи түркийә-әрменийә алаһидә вәкиллириниң төтинчи қетимлиқ сөһбитиниң вийеннада өткүзүлидиғанлиқини елан қилди.

төтинчи қетимлиқ сөһбәт, баш әлчи сәрдар қилич билән әрменийә парламентиниң муавин башлиқи рубен рубинйанниң башчилиқида өткүзүлиду. икки дөләт оттурисидики нормаллишиш учришишлириниң биринчиси 14-йанвар (2022) русийә пайтәхти москвада өткүзүлгән болуп, у қетимқи учришишта, түркийә-әрменийә арисида 2020-йили ахирлашқан айропилан сәпәрлирини қайтидин башлаш қарар қилинған вә феврал ейида айропилан сәпәрлири башланған иди.

алаһидә вәкилләрниң иккинчи қетимлиқ сөһбити 24-февралда, үчинчиси 3-мартта вийеннада өткүзүлгән иди.

бу җәрйанда, әрменийә ташқи ишлар министири арарат мирзойан 11-13-март күнлири анталйада өткүзүлгән дипломатийә мунбиригә қатнашқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر