ливан баш министири түркийәниң йардәмлири үчүн миннәтдарлиқини билдүрди

ливан баш министири нәҗиб миқати түркийәниң һәр саһәдә ливанни қоллап қуввәтлигәнлики үчүн рәһмәт ейтти.

1848406
ливан баш министири түркийәниң йардәмлири үчүн миннәтдарлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ливан баш министирлиқ ишханисиниң йазма байанатиға асасланғанда, миқати түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) сәһийә, аилә, әмгәк вә иҗтимаий ишлар комитетиниң рәиси рәҗәп ақдағиниң зийаритини туралғусида қобул қилған.

миқати билән ақдағи икки дөләт оттурисидики сәһийә һәмкарлиқи вә бу йөнилиштики мунасивәтләрниң тәрәққийати һәққидә музакириләшкән.

байанатта, түркийәниң һәр саһәдә ливанни қоллап қуввәтлигәнлики үчүн баш министир нәҗиб миқатиниң алаһидә рәһмәт ейтқанлиқи билдүрүлди.

миқати билән ақдағиниң учришишиға ливан сәһийә министири фираз абйад вә түркийәниң бейрутта турушлуқ баш әлчиси әли бариш улусойму қатнашти.

рәҗәп ақдағи «ливанда сиҗил сәһийә системисиға йүзлиниш» темилиқ конферасқа қатнишиш үчүн 24 - ийун ливанниң пайтәхти бейрутқа йетип барған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر