калин мадридта төт тәрәп йиғини өткүзүлидиғанлиқини билдүрди

җумһур рәислик мәһкимисиниң байанатчиси ибраһим калин әтә (27-ийун) испанийә пайтәхти мадридта җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң қатнишиши астида, түркийә, нато, шиветсийә вә финландийә башлиқлар йиғининиң өткүзүлидиғанлиқини билдүрди.

1848433
калин мадридта төт тәрәп йиғини өткүзүлидиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири:түркийә җумһур рәислик мәһкимисиниң байанатчиси ибраһим калин бир телевзийә қанлида күнтәртип тоғрисида муһим байанатларни елан қилди.

у: «сәйшәнбә күни (2022-йили 28-ийун) нато баш катипи столтенбергниң тәклипигә бинаән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң қатнишиши астида, түркийә, нато, шиветсийә вә финландийә башлиқлар йиғини өткүзүлиду. нато башлиқлар йиғинидин илгири бу йиғин өткүзүлиду. биз мәсилиләрни музакирә қиливатимиз. буниң көп басқучлири бар. мән финландийә вә шиветсийәлик мәнсәпдашлиримға мунуларни дедим: силәр 200 йиллиқ битәрәплик сийаситиңлардин ваз кечип, бир һәрбий иттипаққа әза болушни қарар қилдиңлар. буни әмәлгә ашуруш үчүн силәр шиветсийә вә финландийәдә чоң өзгириш һасил қилишиңлар керәк. қанун-түзүм вә асасий қанунға өзгәртиш киргүзүшүңлар керәк. шуниңдәк, бу өзгиришни п к к вә униң гумаштилири болған й п г|п й д һәмдә уларға охшайдиған террорлуқ тәшкилатлириғиму көрситишиңларни тәләп қилимиз. бу чоң өзгиришләрни елип бериш тәс әмәс, шундақла имканийәтсизму әмәс.

улар (шиветсийә вә финландийә) бу тоғрида бир қатар қәдәмләрни ташлайдиғанлиқини ейтиватиду. бәргән вәдилирини хатириләватимиз. вәдә бериш билән конкрет қәдәм ташлаш охшимайду. буларниң һәммсиниң йазмичә болушини тәләп қилимиз. чоң җәһәттә пикир бирлики һасил қилдуқ, келишәлмигән бир қанчә тема бар. әтә мадридта шиветсийә вә финландийәдин бивастә п к к, й п г, п й д ға охшаш террорлуқ тәшкилатлириға қарши ениқ вә кәскин позитсийә тутушини тәләп қилимиз. бу сүрийәдики п й д билән й п гниму өз ичигә алиду» деди.

испанийә пайтәхти мадридта сәйшәнбә вә чаршәнбә күнлири нато башлиқлар йғини өткүзүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر