әнқәрә йавропа иттипақиға қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә йавропа иттипақи башлиқлар йиғинида чиқирилған түркийәгә мунасивәтлик қарарларға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

1848043
әнқәрә йавропа иттипақиға қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи, йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлириниң 23-, 24-ийун күнлири белгийәниң пайтәхти бирйусселда чақирилған йиғинида мақулланған түркийәгә мунасивәтлик қарарлар һәққидә йазма байанат елан қилип: «йавропа иттипақи дөләт вә һөкүмәт башлиқлири йиғинида мақулланған қарарларда дөлитимизгә қарита бир тәрәплимә, йирақни көрәрлик вә әмәлийәттин йирақ позитсийәниң намайән қилиниши кишини әпсусландуриду. бу йавропа иттипақиниң йәнә бир қетим түркийә мәсилисидә айиғи чиқмас чәмбирәктин қутулалмиғанлиқиниң испатидур» дегәнләрни қәйт қилди.

йавропа иттипақиниң гиретсийәниң қанунсиз һәрикәтлири, җүмлидин 10 инглиз милилиқ һава бошлуқи тәләп қилиши, аралларни қоралландуруши вә көчмәнләрни қайтуруветиш қатарлиқ қилмишлириға сүкүт қилишиниң һәйран қаларлиқ иш икәнлики тәкитләнгән байанатта: «йавропа иттипақи шәрқий ақдеңиз вә әгә деңизиға мунасивәтлик хәлқара қанунға хилап һәддидин ашқан тәләпләрни қанунлаштурушқа урунушини қобул қилғили болмайду. бу қарарлар мәсилиләрни һәл қилишқа төһпә қошмайду, шундақла районниң муқимлиқиға зийан йәткүзиду... гәрчә түркийә хәлқара қанун вә йахши қошнидарчилиқ мунасивитини йақлаш мәйданини изчил сақлап кәлгән болсиму, дөлитимизниң бу хил позитсийәсигә қәстән җиддийчилик вә сүркилиш пәйда қилиш истратегийәси арқилиқ җаваб қайтурулуши пүтүнләй сәмимийәтсизлик мисалидур» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта йәнә: «йавропа иттипақи әмдиликтә болсиму, түркийәниң әзалиқ мусаписи вә дөлитимиз билән болған һәмкарлиқтин еришидиған пайдини гиретсийә вә қибрис рим даирилириниң тар даирилик, қанунсиз вә һәддидин ашқан тәләплиригә қурбан қилмаслиқ керәкликини тонуп йетиши керәк. йавропа иттипақиниң омумий мәнпәәтлириму маһийәттә шундақ қилишни тәләп қилиду » дейилди.

башлиқлар йиғинида украина билән молдавийәгә кандидат дөләт салаһийитиниң берилиши билән гирузийәгә йавропа иттипақиға әза болуш көзникиниң ечилишидин хушаллиқ һес қилинғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, нөвәттә кандидат дөләт салаһийитидә туруватқан албанийә вә шималий македонийә билән қетилиш сөһбитиниң техичә башланмиған болушидин ғәлитилик һес қилинғанлиқи әскәртилди.

боснийә-гертсеговинағиму кечикмәстин кандидат дөләт салаһийитини беришниң балқан районини өз ичигә алған кәң йавропа җуғрапийәсигә пайдилиқ икәнликигә ишарәт қилинған байанатта йәнә: «түркийә йавропа иттипақиниң барлиқ кандидат дөләтләр билән сәмимий мунасивәт орнитиши вә қошулуш җәрйанлириниң лайақәтни асас қилип илгирилиши керәкликигә ишиниду» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر