тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликидики бир террорчи уҗуқтурулди

уҗуқтурулған терорчилардин бириниң тутуш буйруқи чиқрилған террорчилар тизимликиниң күлрәң категорийәсидики арин тәхәллуслуқ шукран алп икәнлики ениқланди.

1847855
тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликидики бир террорчи уҗуқтурулди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң сиирт вилайитидә елип барған «әрән қамал қилиш-17» намлиқ зәрбә бериш һәрикити җәрйанида бир тәрәп қилинған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к әзаси икки террорчиниң бириниң тутуш буйруқи чиқрилған террорчилар тизимликиниң күлрәң категорийәсидә исми барлиқи ениқланди.

сиирт пәрвари йазлиҗа (һәрәкол) тағлиқ райониға йошурунувалғанлиқи ениқланған террорчиларға қарши 6-айниң 19-күни елип берилған <әрән қамал қилиш -17 шеһит жандарма офетсири әрән өзҗан зәрбә бериш һәрикити җәрйанида икки террорчи бир тәрәп қилинғаниди.

уҗуқтурулған терорчилардин бириниң тутуш буйруқи чиқрилған террорчилар тизимликиниң күлрәң категорийәсидики мәлум қилғучиларға 500 миң түрк лираси сөйүнчә берилидиғанлиқи елан қилинған аталмиш ботан өлкиси һәрәкол райониданиң айал мәсули вә тәшкилатниң миначиси арин тәхәллуслуқ шукран алп икәнлики ениқланди.

бу террорчиниң бир тәрәп қилиниши билән 5 - айниң  31- күни сииртниң пәрвари наһийәси доған йезиси тағлиқ районида террорчиларниң йәрлик усулда йасалған минасиға бесивелип шеһит болған офетсир әркан өзҗанниң қисаси елинған болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر